ئىتالىيەدە سايلانغان تۇنجى ئايال باش مىنىستىر: خىتاينىڭ بىر بەلۋاغ بىر يول سىياسىتىگە قىزىقمايمىز
италийәдә сайланған тунҗи айал баш министир: хитайниң бир бәлвағ бир йол сийаситигә қизиқмаймиз
ئۇيغۇر ئاگېنتلىقى 2022-يىلى26-سېنتەبىر
25-سېنتەبىر ئاياغلاشقان ئىتالىيە پارلامېنت سايلىمىدا ئەشەددىي ئوڭچى پارتىيە «ئىتالىيە قېرىنداشلار پارتىيەسى» باشقا پارتىيەلەرنى مەغلۇپ قىلىپ ئىتالىيەدىكى ئەڭ چوڭ ھوقۇق يۈرگۈزۈش پارتىيەسىگە ئايلاندى. مەزكۇر پارتىيەنىڭ رەھبىرى گىئورگىيا مېلونى Giorgia Meloni ئىتالىيە تارىخىدىكى تۇنجى ئايال باش مىنىستىرى بولۇپ سايلاندى.
خەۋەر مەنبەلىرىدە قەيت قىلىنىشىچە « ئىتالىيە قېرىنداشلار پارتىيەسى» ئىككىنچى دۇنيا ئۇرۇشى مەزگىلىدىكى ئىتالىيەنىڭ فاشىست رەھبىرى موسسولىنى تەرىپىدىن ۋۇجۇدقا كەلتۈرۈلگەن «كېيىنكى فاشىزم» ھەرىكىتى مەزگىلىدە قۇرۇلغان بولۇپ، ئىتالىيەدىكى ئەشەددىي ئوڭچى پارتىيە بولۇپ ھېسابلىنىدىكەن. يېڭى سايلانغان ئايال باش مىنىستىر مېلونى تەيۋەننى قوللاش تەرەپدارى بولۇپ، ئىلگىرىكى زىيارەتلەردە كۆپ قېتىم بېيجىڭنىڭ تەيۋەنگە ئېلىپ بېرىۋاتقان تەھدىتىنى ئەيىبلەپ باياناتلار ئېلان قىلغان. بۇ قېتىمى سايلامدىن ئىلگىرى ئۇ «تەيۋەن مەركىزى ئاخبارات ئاگېنتلىقى»نىڭ زىيارىتىنى قوبۇل قىلىپ ئەگەر ئۆزىنىڭ سايلامدا غەلىبە قازانسا تەيۋەن بىلەن بولغان مۇناسىۋىتىنى كۈچەيتىدىغانلىقىنى، خىتاينىڭ كېڭىيىشىگە قارشى تۇرىدىغانلىقىنى، شۇنداقلا خىتاي تەشەببۇس قىلىۋاتقان «بىر بەلۋاغ بىر يول » سىياسىتىگە داۋاملىق قاتنىشىشقا قىزىقمايدىغانلىقىنى ئىپادىلىگەن.
گىئورگىيا مېلونى بۇ يىل ئىيۇندا ئۆزىنىڭ تىۋىتتېرىدا تەيۋەننىڭ ئىتالىيەدە تۇرۇشلۇق ۋەكىلى بىلەن چۈشكەن سۈرىتىنى چىقىرىپ مۇنداق دەپ يازغان: « تەيۋەننىڭ ئىتالىيەدە تۇرۇشلۇق ۋەكىلى لى شىنيى ئەپەندىم بىلەن ئېلىپ بارغان خىزمەت كۆرۈشۈشىمىز ناھايىتى مول ھوسۇللۇق بولدى. مەن مەڭگۈ ئەركىنلىك ۋە دېموكراتىك ئېتىقاد بىلەن بىر تەرەپتە».
италийәдә сайланған тунҗи айал баш министир: хитайниң бир бәлвағ бир йол сийаситигә қизиқмаймиз
уйғур агентлиқи 2022-йили26-сентәбир
25-сентәбир айағлашқан италийә парламент сайлимида әшәддий оңчи партийә «италийә қериндашлар партийәси» башқа партийәләрни мәғлуп қилип италийәдики әң чоң һоқуқ йүргүзүш партийәсигә айланди. мәзкур партийәниң рәһбири гиоргийа мелони Giorgia Meloni италийә тарихидики тунҗи айал баш министири болуп сайланди.
хәвәр мәнбәлиридә қәйт қилинишичә « италийә қериндашлар партийәси» иккинчи дунйа уруши мәзгилидики италийәниң фашист рәһбири моссолини тәрипидин вуҗудқа кәлтүрүлгән «кейинки фашизм» һәрикити мәзгилидә қурулған болуп, италийәдики әшәддий оңчи партийә болуп һесаблинидикән. йеңи сайланған айал баш министир мелони тәйвәнни қоллаш тәрәпдари болуп, илгирики зийарәтләрдә көп қетим бейҗиңниң тәйвәнгә елип бериватқан тәһдитини әйибләп байанатлар елан қилған. бу қетими сайламдин илгири у «тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқи»ниң зийаритини қобул қилип әгәр өзиниң сайламда ғәлибә қазанса тәйвән билән болған мунасивитини күчәйтидиғанлиқини, хитайниң кеңийишигә қарши туридиғанлиқини, шундақла хитай тәшәббус қиливатқан «бир бәлвағ бир йол » сийаситигә давамлиқ қатнишишқа қизиқмайдиғанлиқини ипадилигән.
гиоргийа мелани бу йил ийунда өзиниң тивиттерида тәйвәнниң италийәдә турушлуқ вәкили билән чүшкән сүритини чиқирип мундақ дәп йазған: « тәйвәнниң италийәдә турушлуқ вәкили ли шинйи әпәндим билән елип барған хизмәт көрүшүшимиз наһайити мол һосуллуқ болди. мән мәңгү әркинлик вә демократик етиқад билән бир тәрәптә»