شىۋىتسارىيەنىڭ جەنۋە شەھىرىدە كەڭ كۆلەملىك نامايىش ئۆتكۈزۈلدى
шивитсарийәниң җәнвә шәһиридә кәң көләмлик намайиш өткүзүлди
ھەبىبۇللا ئىزچى
ئۇيغۇر ئاگېنتلىقى 2022-يىلى 20-سېنتەبىر
دۇنيا ئۇيغۇر قۇرۇلتىيىنىڭ چاقىرىقى بىلەن شىۋىتسارىيەنىڭ جەنۋە شەھىرىدە كەڭ –كۆلەملىك نامايىش ئۆتكۈزۈلدى.
خىتاي ھۆكۈمىتىنىڭ شەرقى تۈركىستاندا ئېلىپ بېرىۋاتقان ئىرقى قىرغىنچىلىقى ۋە يېقىنقى مەزگىللەردە كارانتىن باھانىسى بىلەن ۋەتىنىمىزنىڭ غۇلجا،كورلا،تۇرپان،ئاقسۇ قاتارلىق شەھەرلىرىدە خەلقنى كەڭ كۆلەمدە قامال قىلىۋېلىش ۋە ئاچلىق قىرغىنچىلىقى ئېلىپ بېرىشتەك جىنايەتلىرىگە قارشى كەڭ نارازىلىق نامايىشى ئېلىپ بېرىلدى. نامايىشقا ياۋروپادىكى بېلگىيە، فىرانسىيە، گېرمانىيە، گوللاندىيە قاتارلىق دۆلەتلەردىن ۋە شىۋىتسارىيەنىڭ ھەر قايسى شەھەرلىرىدىن يۈزلەرچە كىشى كېلىپ قاتناشتى.
ئەسلىدە دۇنيا ئۇيغۇر قۇرۇلتىيىنىڭ ئورۇنلاشتۇرۇشى بىلەن جەنۋەدە ئۈچ كۈنلۈك شىنجاڭ ساقچى ھۆججەتلىرى تېما قىلىنغان رەسىم كۆرگەزمىسى ئورۇنلاشتۇرۇلغان بولۇپ، بۈگۈن يەنى 20 سېنتەبىر كۈنى كۆرگەزمىنىڭ ئىككىنچى كۈنى،دۇنيا ئۇيغۇر قۇرۇلتىيى، لوندوندىكى ئۇيغۇر سوتىنىڭ باش سوتچىسى جېفرى نايس ۋە ئۇنىڭ خىزمەتداشلىرى تەرىپىدىن بىرلەشكەن دۆلەتلەر تەشكىلاتىنىڭ يېقىندا ئېلان قىلىنغان ئۇيغۇر كىشىلىك ھوقۇق دوكلاتى بىلەن سوتنىڭ چىقارغان قارارىنى ب د ت ئېلان قىلىش ۋە مۇخبىرلارنى كۈتۈۋېلىش يىغىنى ئورۇنلاشتۇرۇلغان بولۇپ ،ئەتىگەن سائەت ئون بىردە بىرلەشكەن دۆلەتلەر تەشكىلاتىنىڭ ئۇچۇر مەركىزىدە مۇخبىرلارنى كۈتۈۋېلىش ۋە دوكلاتنى ئېلان قىلىش يىغىنى ئۆتكۈزۈلدى. نەق مەيداندا لاگېر شاھىتلىرىدىن ئۆمەر بېكالى، قەلبىنۇر سىددىق، گۈلباھار خاتىۋاجى ۋە جازا لاگېرلىرى توغرىسىدا گۇۋاھلىق بەرگەن خىتاي ساقچى قاتارلىقلارمۇ ئۆزلىرىنىڭ كەچمىشىنى ئاڭلاتتى ۋە مۇخبىرلارنىڭ سوئاللىرىغا جاۋاب بەردى.
مۇخبىرلارنى كۈتۈۋېلىش يىغىنىدىن كېيىن، ب د ت نىڭ ئالدىدىكى مەيداندا دۇنيانىڭ ھەر تەرىپىدىن كەلگەن قېرىنداشلار جاراڭلىق شوئار سادالىرى ئىچىدە نامايىش ئېلىپ باردى. ب د ت ئالدىدىكى مەيدانغا »»شىنجاڭ ساقچى ھۆججىتى»دىكى قېرىنداشلىرىمىزنىڭ دېگىتاللاشتۇرۇلغان500 پارچىگە يېقىن رەسىمى رەت -رېتى بىلەن تىزىلغان بولۇپ، بۇ يولدىن ئۆتكەن ۋە ب د ت دىن چىققانلارنىڭ ئالاھىدە دىققىتىنى تارتقان ئىدى. كىشىلەر رەسىمنى كۆرگەچ توختاپ سوئاللار سوراشتى ۋە رەسىمدىكى سىفىرلىق رەقەمنى كودلاپ ،شىنجاڭ ساقچى ئارخىپى تور بېتىگە كىرىپ كۆرۈپ چۆچۈپ كېتىشتى. ۋە بىز سىلەر ئۈچۈن نېمە قىلالايمىز دېگەن سوئالنى ئەڭ كۆپ سوراشتى، شۇنداقلا ھېسداشلىقىنى ئىپادىلەشتى.
بىر گېرمان ياش بۇ كۆرگەزمە ۋە نامايىش ھەققىدە : « بۈگۈن بۇ يەردە تولىمۇ ئېچىنىشلىق بىر مەنزىرىگە شاھىت بولدۇم،ماڭا سىز ئەمەس بەلكى بۇ رەسىملەر سۆزلەۋاتىدۇ» دەپ بۇ يەردە كۆرگەنلىرىنى دوستلىرىغا ۋە ئائىلىسىگە يەتكۈزىدىغانلىقىنى ،خىتاي مېلىنى بايقۇت قىلىشقا ئۆز ئەتراپىدا باشلامچى بولىدىغانلىقى ئېيتتى.
نامايىش ئاخىرىدا دۇنيا ئۇيغۇر قۇرۇلتىيى رەئىسى دولقۇن ئەيسا ئەپەندى، جېفرى نايىس ئەپەندى، شىۋىتسارىيە ئۇيغۇر جەمئىيىتى رەئىسى ئەندىلى قاراخان ئەپەندى، لاگېر شاھىتلىرىدىن قەلبىنۇر سىددىق، ئۆمەر بېكالى، گۈلباھار خاتىۋاجى قاتارلىقلار ئايرىم –ئايرىم سۆز قىلدى.
بۇ قېتىمقى نامايىش ب د ت 77 قېتىملىق كېڭەيتىلگەن يىغىنىغا توغرا كەلگەن ۋە ھەم نامايىش ھەم رەسىم كۆرگەزمىسى بولۇپ تولىمۇ ئالاھىدە بىر نامايىش بولغان ئىدى.
шивитсарийәниң җәнвә шәһиридә кәң көләмлик намайиш өткүзүлди
һәбибулла изчи
уйғур агентлиқи 2022-йили 20-сентәбир
дунйа уйғур қурултийиниң чақириқи билән шивитсарийәниң җәнвә шәһиридә кәң –көләмлик намайиш өткүзүлди.
хитай һөкүмитиниң шәрқи түркистанда елип бериватқан ирқи қирғинчилиқи вә йеқинқи мәзгилләрдә карантин баһаниси билән вәтинимизниң ғулҗа,корла,турпан,ақсу қатарлиқ шәһәрлиридә хәлқни кәң көләмдә қамал қиливелиш вә ачлиқ қирғинчилиқи елип бериштәк җинайәтлиригә қарши кәң наразилиқ намайиши елип берилди. намайишқа йавропадики белгийә, фирансийә, германийә, голландийә қатарлиқ дөләтләрдин вә шивитсарийәниң һәр қайси шәһәрлиридин йүзләрчә киши келип қатнашти.
әслидә дунйа уйғур қурултийиниң орунлаштуруши билән җәнвәдә үч күнлүк шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири тема қилинған рәсим көргәзмиси орунлаштурулған болуп, бүгүн йәни 20 сентәбир күни көргәзминиң иккинчи күни,дунйа уйғур қурултийи, лондондики уйғур сотиниң баш сотчиси җефри найс вә униң хизмәтдашлири тәрипидин бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йеқинда елан қилинған уйғур кишилик һоқуқ доклати билән сотниң чиқарған қарарини б д т елан қилиш вә мухбирларни күтүвелиш йиғини орунлаштурулған болуп ,әтигән саәт он бирдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң учур мәркизидә мухбирларни күтүвелиш вә доклатни елан қилиш йиғини өткүзүлди. нәқ мәйданда лагер шаһитлиридин өмәр бекали, қәлбинур сиддиқ, гүлбаһар хативаҗи вә җаза лагерлири тоғрисида гуваһлиқ бәргән хитай сақчи қатарлиқларму өзлириниң кәчмишини аңлатти вә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.
мухбирларни күтүвелиш йиғинидин кейин, б д т ниң алдидики мәйданда дунйаниң һәр тәрипидин кәлгән қериндашлар җараңлиқ шоар садалири ичидә намайиш елип барди. б д т алдидики мәйданға »»шинҗаң сақчи һөҗҗити»дики қериндашлиримизниң дегиталлаштурулған500 парчигә йеқин рәсими рәт -рети билән тизилған болуп, бу йолдин өткән вә б д т дин чиққанларниң алаһидә диққитини тартқан иди. кишиләр рәсимни көргәч тохтап соаллар сорашти вә рәсимдики сифирлиқ рәқәмни кодлап ,шинҗаң сақчи архипи тор бетигә кирип көрүп чөчүп кетишти. вә биз силәр үчүн немә қилалаймиз дегән соални әң көп сорашти, шундақла һесдашлиқини ипадиләшти.
бир герман йаш бу көргәзмә вә намайиш һәққидә : « бүгүн бу йәрдә толиму ечинишлиқ бир мәнзиригә шаһит болдум,маңа сиз әмәс бәлки бу рәсимләр сөзләватиду» дәп бу йәрдә көргәнлирини достлириға вә аилисигә йәткүзидиғанлиқини ,хитай мелини байқут қилишқа өз әтрапида башламчи болидиғанлиқи ейтти.
намайиш ахирида дунйа уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди, җефри найис әпәнди, шивитсарийә уйғур җәмийити рәиси әндили қарахан әпәнди, лагер шаһитлиридин қәлбинур сиддиқ, өмәр бекали, гүлбаһар хативаҗи қатарлиқлар айрим –айрим сөз қилди.
бу қетимқи намайиш б д т 77 қетимлиқ кеңәйтилгән йиғиниға тоғра кәлгән вә һәм намайиш һәм рәсим көргәзмиси болуп толиму алаһидә бир намайиш болған иди.