خىتاينىڭ ئۇيغۇرلار ئۈستىدىن يۈرگۈزۈۋاتقان «ئاچ قويۇپ ئۆلتۈرۈش» سىياسىتى فىرانسىيە مەتبۇئاتىدا
хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан «ач қойуп өлтүрүш» сийасити фирансийә мәтбуатида
ئۇيغۇر ئاگېنتلىقى 2022-يىلى 22-سېنتەبىر
«ئەل جەزىرە» تور قانىلىنىڭ فىرانسۇزچە بېتىدە 21-سېنتەبىر خىتاينىڭ ئۇيغۇرلار ئۈستىدىن ئېلىپ بېرىۋاتقان يېڭى بىر نۆۋەتلىك «ئاچ قويۇپ ئۆلتۈرۈش» سىياسىتى تونۇشتۇرۇلغان قىسقا فىلىم ئېلان قىلىنغان. مەزكۇر فىلىم قىسقا ۋاقىت ئىچىدە ئىنستاگرام، فەيسبۇك تىۋېتتېر قاتارلىق ئىجتىمائىي تور سۇپىلىرىدا نەچچە يۈزمىڭ قېتىمدىن ئارتۇق كۆرۈلۈپ كىشىلەرنىڭ بەس مۇنازىرىسىدىكى قىزىق تېمىغا ئايلانغان.
فىلىمدا فىرانسىيەلىك ياش ئوسمان ئەسلىپاك Osman Aslipak (ئۆزىنىڭ دەپ بېرىشىچە مومىسى ئۇيغۇر ئىكەن) فىلىمدا خىتاينىڭ ئۇيغۇرلار ئۈستىدىن ئېلىپ بېرىۋاتقان ئىرقىي قىرغىنچىلىق سىياسىتىنى تونۇشتۇرغان. ئۇ مۇنداق دەيدۇ: « يېقىنقى بىر قانچە ھەپتىدىن بۇيان ئىجتىمائىي تور سۇپىلىرىدا تارقالغان ئۇچۇرلاردىن بىلىشىمىزچە شەرقىي تۈركىستاندىكى ئۇيغۇرلار نۆۋەتتە ئاچارچىلىق ئىرقىي قىرغىنچىلىقىغا ئۇچراۋاتىدۇ، ئۇلارنىڭ تېررىتورىيەسى خىتاي ھۆكۈمىتى تەرىپىدىن ئاتالمىش «كورونا» ۋىرۇسى باھانىسى بىلەن پۈتۈنلەي قامال قىلىندى. بۇ بىر ئىنسانىيەتكە قارشى جىنايەت، مەنچە ھەممىمىز بىرلىكتە بۇنىڭغا قارشى تۇرۇشىمىز كېرەك….ئۇلارنىڭ ئاچ قېلىشىنىڭ سەۋەبى، بېرىلگەن يېمەكلىكنىڭ ئىنتايىن چەكلىك ئىكەنلىكىدە. ئەمەلىيەتتە ئۇلارنىڭ سىرتقا چىقىشى مۇتلەق چەكلەنگەن. ئۇيغۇرلارنىڭ ئىشىكلىرى زەنجىرلەر بىلەن قامال قىلىندى، سىن فىلىملاردا كۆرگىنىمىزدەك توڭلاتقۇلار قۇپقۇرۇق، بالىلار ئاچلىقتىن ئۆلمەكتە، يىغلىماقتا…ئۇلار ھەقىقەتەنمۇ ئېغىر كۈندە قالدى. خىتاينىڭ ئەڭ ئاخىرقى مەقسىتى بولسا ئۇيغۇرلارنى تۈپ يىلتىزىدىن يوقىتىش، چۈنكى ئۇلار تۈركىي خەلق، ئۇلار مۇسۇلمان (خىتاي بىلەن پەرقلىق دېمەكچى) خىتاي ئۆزىنىڭ يىپەك يولى قۇرۇلۇشى ئۈچۈن بۇ تۇپراققا ئېھتىياجلىق، بۇ تۇپراق بولمىسا ئۇلار ھېچنېمە قىلالمايدۇ…خىتاي بۈگۈنكى كۈندە دۇنيادىكى باشقا دۆلەتلەرگە سېلىشتۇرغاندا خېلى كۈچلۈك. ئويلىشىمچە، دۇنيادىكى نۇرغۇن دۆلەتلەر خىتايغا يۆلىنىپ قېلىپ ئاللىبۇرۇنلا ئۆزىنىڭ مۇستەقىللىقنى يوقاتتى.»
ئىگىلىشىمىزچە، ئوسمان ئەسلىپاك ئىسىملىك بۇ ياش يېقىنقى بىرقانچە يىللاردىن بۇيان ئەتراپىدىكى بىر گۇرۇپپا فىرانسۇز ياشلار بىلەن بىرلىكتە فىرانسىيەدە ھەرخىل تىپتىكى نامايىش ۋە كونفىرانس پائالىيەتلىرىنى ئورۇنلاشتۇرۇپ ئۇيغۇر قىرغىنچىلىقىنى فىرانسىيەگە تونۇتۇشتا كۆپلىگەن ھەسسىلەرنى قوشقان.
فىلىمدا ئوسمان ئەسلىپاكنىڭ چۈشەندۈرۈشى بىلەن بىرگە يەنە يېقىندىن بۇيان ئىجتىمائىي تورلاردا تارقالغان غۇلجا جۈملىدىن شەرقى تۈركىستان/ئۇيغۇرىستاندىكى خىتاينىڭ ئاتالمىش ۋىرۇسنى باھانە قىلىپ ئۇيغۇرلارنى باستۇرىۋاتقانلىقىغا مۇناسىۋەتلىك كۆرۈنۈشلەر فىرانسۇزچە تەرجىمىسى بىلەن ئەكس ئەتتۈرۈلگەن.
ئۇيغۇر ئاگېنتلىقى ئۈچۈن ئارمان تەييارلىدى
хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан «ач қойуп өлтүрүш» сийасити фирансийә мәтбуатида
уйғур агентлиқи 2022-йили 22-сентәбир
«әл җәзирә» тор қанилиниң фирансузчә бетидә 21-сентәбир хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан йеңи бир нөвәтлик «ач қойуп өлтүрүш» сийасити тонуштурулған қисқа филим елан қилинған. мәзкур филим қисқа вақит ичидә инстаграм, фәйсбук тиветтер қатарлиқ иҗтимаий тор супилирида нәччә йүзмиң қетимдин артуқ көрүлүп кишиләрниң бәс муназирисидики қизиқ темиға айланған.
филимда фирансийәлик йаш осман әслипак Osman Aslipak (өзиниң дәп беришичә момиси уйғур икән) филимда хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сийаситини тонуштурған. у мундақ дәйду: « йеқинқи бир қанчә һәптидин буйан иҗтимаий тор супилирида тарқалған учурлардин билишимизчә шәрқий түркистандики уйғурлар нөвәттә ачарчилиқ ирқий қирғинчилиқиға учраватиду, уларниң территорийәси хитай һөкүмити тәрипидин аталмиш «корона» вируси баһаниси билән пүтүнләй қамал қилинди. бу бир инсанийәткә қарши җинайәт, мәнчә һәммимиз бирликтә буниңға қарши турушимиз керәк….уларниң ач қелишиниң сәвәби, берилгән йемәкликниң интайин чәклик икәнликидә. әмәлийәттә уларниң сиртқа чиқиши мутләқ чәкләнгән. уйғурларниң ишиклири зәнҗирләр билән қамал қилинди, син филимларда көргинимиздәк тоңлатқулар қупқуруқ, балилар ачлиқтин өлмәктә, йиғлимақта…улар һәқиқәтәнму еғир күндә қалди. хитайниң әң ахирқи мәқсити болса уйғурларни түп йилтизидин йоқитиш, чүнки улар түркий хәлқ, улар мусулман (хитай билән пәрқлиқ демәкчи) хитай өзиниң йипәк йоли қурулуши үчүн бу тупраққа еһтийаҗлиқ, бу тупрақ болмиса улар һечнемә қилалмайду…хитай бүгүнки күндә дунйадики башқа дөләтләргә селиштурғанда хели күчлүк. ойлишимчә, дунйадики нурғун дөләтләр хитайға йөлинип қелип аллибурунла өзиниң мустәқиллиқни йоқатти.»
игилишимизчә, осман әслипак исимлик бу йаш йеқинқи бирқанчә йиллардин буйан әтрапидики бир гуруппа фирансуз йашлар билән бирликтә фирансийәдә һәрхил типтики намайиш вә конфиранс паалийәтлирини орунлаштуруп уйғур қирғинчилиқини фирансийәгә тонутушта көплигән һәссиләрни қошқан.
филимда осман әслипакниң чүшәндүрүши билән биргә йәнә йеқиндин буйан иҗтимаий торларда тарқалған ғулҗа җүмлидин шәрқи түркистан/уйғуристандики хитайниң аталмиш вирусни баһанә қилип уйғурларни бастуриватқанлиқиға мунасивәтлик көрүнүшләр фирансузчә тәрҗимиси билән әкс әттүрүлгән.
уйғур агентлиқи үчүн арман тәййарлиди